МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Вәз қилиш маһаритимизни ашуримиз. Қизиққучиларға Йәһваға беғишлинишқа вә чөмдүрүлүшкә ярдәм бериш
БУ НЕМИШКӘ МУҺИМ? Йәһваниң мақуллишиға еришиш үчүн Муқәддәс китапни тәтқиқ қиливатқанлар һаятини униңға беғишлап, чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүши керәк (Пт1х 3:21). Худа беғишлинишиға мувапиқ яшиғанларни роһий җәһәттин һимайә қилиду (Зб 91:1, 2). Мәсиһийләр өзлирини инсанға, ишқа яки қандақту бир тәшкилатқа әмәс, Йәһваға беғишлайду. Шуниң үчүн қизиққучилар Худаға болған меһир-муһәббәт вә миннәтдарлиқни риваҗландуруши керәк (Рм 14:7, 8).
БУНИҢ ҮЧҮН НЕМӘ ҚИЛИШ КЕРӘК?
-
Тәтқиқ давамида қараштурулуватқан мәлуматтин Йәһва һәққидә немини билишкә болидиғанлиғиға диққәт қилиң. Шуниң билән Муқәддәс китапни һәр күни оқушниң вә Йәһваға үзлүксиз дуа қилишниң муһимлиғини тәкитләң (Сл1х 5:17; Яқ 4:8).
-
Қизиққучини беғишлиниш вә чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүшкә мәхсәт қоюшқа дәвәт қилиң. Шундақла униңға җамаәт учришишида җавап беришкә яки хошнилири вә хизмәтдашлириға вәз қилишқа охшаш кичик мәхсәтләрни қоюшқа ярдәм қилиң. Йәһва һечкимни өзигә хизмәт қилишқа мәҗбурлимәйдиғанлиғини әстә тутуң. Беғишлиниш һәрбир инсанниң шәхсий қарари (Қ.ш 30:19, 20).
-
Йәһвани хошал қилишқа вә чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүшкә лайиқ болуш үчүн қизиққучини һаятида өзгиришләрни қилишқа дәвәт қилиң (П.н 27:11). Бәзи хусусийәтләр вә адәтләр чоңқур йилтиз тартиши мүмкин. Шуниң үчүн қизиққучи кона шәхсини ташлап, йеңи шәхскә өзгириши үчүн, униңға дайимий ярдәм керәк болуши еһтимал (Әф 4:22—24). Униң билән «Күзитиш мунариниң» «Муқәддәс китап һаятни өзгәртиду» намлиқ сәрләвһисидики мақалиләрни муһакимә қилсиңиз болиду.
-
Йәһваға хизмәт қилиштин өзүңиз қандақ хошаллиққа еришидиғанлиғиңизни ейтип бериң (Йша 48:17, 18).