МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Сентябрь ейида “Күзитиш мунарини” қоллиниш паалийити
Дуниядики адәмләрниң һәммиси тәсәллигә муһтаҗ (Вз 4:1). Сентябрь ейида шундақ адәмләргә тәсәлли тепишқа ярдәм беридиған «Күзитиш мунарини» қоллинишқа бар күчимизни чиқирайли. Хизмәттә мошу журналға мүмкинқәдәр көп адәмниң диққитини ағдурушқа тиришайли.
НЕМӘ ДЕСӘК БОЛИДУ?
«Һәммимиз бәзидә бирсиниң тәсәлли беришигә муһтаҗ болимиз. Лекин ким бизгә һәқиқий тәсәлли берәләйду? [Коринтлиқларға 2-хәт 1:3, 4ни оқуң.] Мону журналда Худаниң бизгә қандақ тәсәлли берәләйдиғанлиғи чүшәндүрүлгән».
Адәм сиз ейтқанларға қизиқиш көрсәтсә ...
«НЕМИШКӘ МУҚӘДДӘС КИТАПНИ ҮГИНИШ КЕРӘК?» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРСИТИҢ
Андин Муқәддәс китапни тәтқиқ қилишни тәғдим қилип көрүң.
ҚАЙТА ЙОЛУҚУШ ҮЧҮН АСАС СЕЛИҢ
Келәрки қетим җавап беридиған соални қоюң. Мәсилән: «Немишкә Худа қайғу-һәсрәткә йол бериду?»— дәп сорисиңиз болиду.