МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Һәқиқәткә үгитәйли
Сентябрь ейидин башлап «Һаятимиз вә хизмитимиз» учришишиниң иш дәптиридә «Һәқиқәткә үгитәйли» намлиқ йеңи тәвсийә үлгиси чиқидиған болиду. Мәхситимиз соал билән айәтни пайдилинип, Муқәддәс китаптики бир асасий һәқиқәткә диққәт ағдуруш болиду.
Қизиқиш көрсәткән адәмниң диққитини қандақту бир әдәбияткә ағдурсақ яки униңға jw.org торбетидин видеони көрсәтсәк болиду. Шундақ қилип биз билән йәнә учришиш арзуйини қозғитимиз. Сөһбитимизни давамлаштуруш үчүн бирнәччә күндин кейин қайтип беришқа тиришишимиз керәк. Йеңи тәвсийә үлгилири билән оқуғучиларға арналған тапшуруқлар «Муқәддәс китапта немә ейтилиду» китавиниң аддийлаштурулған түри болған йеңи әдәбияткә асасланған (һазирчә уйғур тилида йоқ). Бу китапта қайта йолуқушни қилишқа яки тәтқиқ дәрисини өткүзгәндә пәқәт Муқәддәс китапни қоллинип сөзлишишкә ярдәм беридиған қошумчә соаллар билән айәтләр кәлтүрүлиду.
Һаятқа апиридиған йол бирла (Мт 7:13, 14). Вәз хизмитидә биз дини билән келип чиқиши һәр түрлүк адәмләр билән сөзлишимиз. Ундақта, уларниң һәрбирсигә йеқимлиқ болидиған Муқәддәс китап һәқиқәтлирини йәткүзүшимиз керәк (Т1х 2:4). Муқәддәс китаптики түрлүк мавзуларни яхши биливалсақ һәм «һәқиқәт сөзини дурус йәткүзүштә» маһир болсақ, техиму хошал болуп, башқиларға һәқиқәтни үгитиштә нурғун утуқларға йетимиз (Т2х 2:15).