МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Әйса етиқадишиңиз үчүн җенини бәргән
Әйса намукәммәл адәмләр үчүн җенини бәргән (Рм 5:8). Әлвәттә, Әйсаниң биз үчүн җенини берип, меһир-муһәббәт көрсәткәнлигини һәммимиз баһалаймиз. Лекин бәзи вақитларда у пәқәт биз үчүн әмәс, башқилар үчүнму һаятини бәргәнлигини есимизға селип турушимиз керәк. Әйсаға охшаш бизму намукәммәл қериндашлиримизни қандақ яхши көрәләймиз? Үч усулни қарап чиқайли. Биринчидин, келип чиқиши биздин пәриқләнгәнләрни өз қатариңизға қошуп, достлуқ риштини кәңәйтиң (Рм 15:7; К2х 6:12, 13). Иккинчидин, башқиларни рәнҗитидиған сөз яки иш-һәрикәттин нери болуң (Рм 14:13—15). Үчинчидин, әгәр бирси сизниң көңлүңизни ағритса, униңға хапа болмай чапсанирақ кәчүрүшкә тиришиң (Лқ 17:3, 4; 23:34). Мошу үч саһада Әйсадин үлгә алсақ, Йәһва бизниң җамаәтни течлиқ вә инақлиқ билән бәрикәтләйду.
«ӘҖАЙИП ХИСЛӘТЛӘРГӘ ЕГӘ БОЛАЙЛИ!» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
-
Мики йеңи җамаәт һәққидә қандақ ойда болди?
-
Пикрини өзгәртишкә униңға немә түрткә болди?
-
Микиға җамаәткә болған көзқаришини өзгәртишкә Әйсаниң үлгиси қандақ ярдәм бәрди?
-
Җамаәттики қериндашларға иҗабий көзқарашни риваҗландурушқа Пәнд-нәсиһәтләр 19:11дики нәсиһәт қандақ ярдәм бериду?