Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

Яшлар, яхши ишларни қилишқа тиришиңлар

Яшлар, яхши ишларни қилишқа тиришиңлар

Әлчи Паул Титқа язған хетидә, Титни вә башқа яшларни «яхши ишларниң үлгисини» көрситишкә үндигән (Тт 2:6, 7). Кейинирәк, бу бапта Йәһваниң хәлқини Әйса тазилап пак қилғанлиғи йезилған. Шуңа, улар яхши ишларни қилишқа интилидиған хәлиқ болди (Тт 2:14). Шундақ яхши ишларниң бири — Худа Падишалиғи һәққидә вәз қилиш вә тәлим бериш. Әгәр сиз яш болсиңиз, өз күчиңизни пионер яки ярдәмчи пионер болушқа чиқираламсиз? (П.н 20:29).

Әгәр сиз пионер болушни халисиңиз, орунлашқа болидиған план қуруң (Лқ 14:28—30). Мәсилән пионер хизмитини атқуруш үчүн өзүңизни ихтисадий җәһәттин қандақ қамдалайсиз? Тәләп қилинған вақитни қандақ орунлалайсиз? Бу һәққидә Йәһваға дайим дуа қилиң (Зб 37:5). Планлириңизни ата-аниңиз вә тәҗрибилик пионерлар билән муһакимә қилиң. Кейин мәхситиңизгә йетиш үчүн қәдәм қилиң. Йәһва сизниң Униңға тиришчанлиқ билән қилған хизмитиңизни чоқум бәрикәтләйду!

«ЯШЛАР ЙӘҺВАНИ МӘДҺИЙИЛӘЙДУ» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, КЕЙИН ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:

  • Бәзилиригә пионер болушқа немә үчүн қийин болған вә улар қийинчилиқлирини қандақ йәңгән?

  • Ата-анилар балилириниң пионер болушиға қандақ ярдәм бәргән?

  • Хизмәт қилиш үчүн җәдвәл түзүш немә үчүн муһим?

  • Җамаәттикиләр пионерға қандақ илһам вә ярдәм берәләйду?

  • Пионер болуп хизмәт қиливатқанлар қандақ бәрикәтләргә еришиду?

Сиз пионер болуп хизмәт қилишқа қандақ еришәләйсиз?