МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Вақтиңизни Йәһвани яхши көридиғанлар билән өткүзүң
Немә үчүн биз вақтимизни Йәһвани яхши көрүдиғанлар билән өткүзүшимиз керәк? Чүнки биз муамилә қиливатқан адәмләр бизгә иҗабий яки сәлбий тәсир қилиду (П.н 13:20). Мәсилән, Йәһоаш падиша Алий роһаний Йәһоядаһ билән вақтини өткүзгәндә, Йәһваниң көз алдида лайиқ болған (Т2я 24:2). Йәһоядаһ өлүп кәткәндин кейин, Йәһоаш падиша яман адәмләр билән муамилә қилип, Йәһвадин тенип кәтти (Т2я 24:17—19).
Әлчи Паул б.м биринчи әсирдики мәсиһий җамаитини «Йоған өй», җамаәт әзалирини болса, «қачилар» яки өй җабдуқлири билән селиштурған. Әгәр биз яман муамилиләрдин, шу җүмлидин, Худаға яқмайдиған ишларни қилидиған җамаәт әзалири яки аилә әзалиридин жирақ турсақ, шәрәплик мәхсәткә ишлитилгән қача болумиз (Т2х 2:20, 21). Шуниң үчүн, Йәһвани яхши көридиғанлар вә Униңға хизмәт қилишқа дәвәт қилидиғанлар билән дост болушқа тиришайли.
«ЯМАН АДӘМЛӘР БИЛӘН АРИЛАШМАҢ» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРСИТИП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
-
Биз өзүмиз билмәй, яман адәмләр билән қандақ арилишип кетишимиз мүмкин?
-
Видеодики үч Йәһва гувачисиға яман муамилини тохтитишқа немә ярдәм бәрди?
-
Достларни даналиқ билән таллашқа, Муқәддәс китаптики қайси принциплар ярдәм бериду?