Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

Паалсиз җакалиғучиларға көңүл бөләйли

Паалсиз җакалиғучиларға көңүл бөләйли

Һәр жили көплигән паалсиз җакалиғучилар Хатириләш кечигә келиду. Улар һаят үчүн мусабиқидә жүгрәшни башлиғини билән, һәр түрлүк сәвәп түпәйлидин илдамлиғини йоқатти. Шу сәвәпләрниң бәзилири «Йәһваға қайтип келиң» (рус) намлиқ китапчидә тилға елинған (Иб 12:1). Оғлиниң қурбанлиқ қени билән сетивалған бу адәмләр Йәһва Худа үчүн бәк әтиварлиқ (Әлч 20:28; Пт1х 1:18, 19). Уларға җамаәткә қайтип келишкә ярдәм бериш үчүн немә қилалаймиз?

Падичи падидин адишип кәткән қойни тепиш үчүн тәр төккинидәк, җамаәт ақсақаллириму паалсиз җакалиғучиларни тепип, уларға ярдәм беришкә күч салиду (Лқ 15:4—7). Бу Йәһваниң меһир-муһәббити вә ғәмхорлуғиниң ипадиси (Йр 23:3, 4). Ақсақалларла әмәс, һәрқайсимиз мошундақ кишиләргә көңүл бөләләймиз. Меһрибанлиқ билән һисдашлиқ көрситишкә күч селишимиз Йәһвани хурсән қилиду вә бәрикәтләргә ериштүриду (П.н 19:17; Әлч 20:35). Шуниң үчүн, кимгә көңүл бөлүшкә болидиғанлиғи һәққидә ойлинип, буни кейингә қалдурмайли!

«ПААЛСИЗ ҖАКАЛИҒУЧИЛАРҒА КӨҢҮЛ БӨЛӘЙЛИ» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:

  • Эбби өзи тонумиған Гувачини учраштурғанда, немә қилди?

  • Паалсиз җакалиғучиға ярдәм бериш һәққидә ойлинип жүргән болсақ, немишкә ақсақаллар билән сөзлишишимиз керәк?

  • Эбби Лораға иккинчи қетим келиштин авал қандақ тәйярланди?

  • Лораға ярдәм бериш үчүн Эбби қандақ қилип сәвир-тақәт вә меһир-муһәббәтни көрсәтти?

  • Әйсаниң Луқа 15:8—10дики тәмсилидин немигә үгинәләймиз?

  • Лораға ярдәм беришкә һәммисиниң күч салғанлиғи қандақ бәрикәтләргә әкәлди?