Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

Уларни қучақ йейип қарши елиңлар

Уларни қучақ йейип қарши елиңлар

Кимләрни қучақ йейип қарши елишимиз керәк? Учришишларға кәлгәнләрниң һәммисини — йеңидин кәлгәнләрниму, бурундин келиватқанларниму (Рм 15:7; Иб 13:2). Улар башқа дөләттин кәлгән қериндашлиримиз яки узундин бери җамаәт учришишлириға кәлмәйватқан мәсиһийләр болуши мүмкин. Уларниң орнида болсиңиз, өзүңизни қандақ һис қилаттиңиз? Башқилар сизни қучақ йейип қарши алғиниға миннәтдар болматтиңизму? (Мт 7:12). Ундақта, учришиштин авал вә кейин башқилар билән саламлишишқа күч салаламсиз? Бундақ қилсиңиз, җамаәттә иллиқлиқ билән меһир-муһәббәт һөкүм сүрүп, Йәһваниң исми мәдһийилиниду (Мт 5:16). Әлвәттә, һәммиси билән алайтән сөзлишиш мүмкин әмәс. Шундақ болсиму, һәрбиримиз қолумиздин кәлгичә тиришсақ, уларни көрүшкә хошал болғанлиғимизни һәммиси һис қилиду. *

Биз меһмандостлуқни Хатириләш кечи охшаш алаһидә вәзийәтләрдила әмәс, һәммә чағда көрситишимиз лазим. Йеңидин кәлгәнләр меһир-муһәббәтни әмәлийәттә көрсәткәнлигимизни көргәндә, Худани мәдһийиләшкә вә биз билән биллә униңға ибадәт қилишқа интилиши мүмкин (Йоһ 13:35).

^ 3-абзац Җамаәттин чиқирилған яки һәқиқәттин ваз кәчкән адәмләр учришишқа кәлгәндә, Муқәддәс китапниң принциплириға мас, биз улар билән арилашмаймиз (К1х 5:11; Й2х 10).