МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Вәз қилиш вә тәлим бериш — шагирт тәйярлашниң муһим қисми
Әйса әгәшкүчилиригә, шагирт тәйярлашни буйриди (Мт 28:19). Бу әмирни орунлаш үчүн, вәз қилишимиз вә тәлим беришимиз керәк. Анда-санда һәрбиримиз өзүмиздин шундақ сорисақ болиду: «Шагирт тәйярлашта қандақ қилип маһирлиқ болалаймән?»
ВӘЗ ҚИЛИШ
Адәмләр бизниң қешимизға келишни күтүп олтармастин, «лайиқ кишиләрни» паал издишимиз керәк (Мт 10:11). Вәз ишиға қатнашқанда, «учрашқанлар билән» сөһбәтлишиш үчүн һәрбир пурсәтни пайдилинишимиз лазим (Әлч 17:17). Әлчи Паулниң тиришчанлиқ билән вәз қилғанлиғи түпәйли, Лидия Әйсаниң шагирти болди (Әлч 16:13—15).
«ҮЗЛҮКСИЗ ВӘЗ ҚИЛАЙЛИ. НАРӘСМИЙ ГУВАЛИҚ БЕРИШ ВӘ ӨЙМУ-ӨЙ ВӘЗ ҚИЛИШ» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
-
Самуил өзүниң күндилик һаятида һәқиқәт уруғини териштә паал болушни халиғанлиғини қандақ көрсәткән?
-
Немишкә вәз қилишта қийинчилиқларға дуч кәлсәкму, берилмәслигимиз муһим?
-
Күндилик турмушиңизда хуш хәвәрни ким билән бөлүшсиңиз болиду?
ТӘЛИМ БЕРИШ
Шагирт тәйярлаш үчүн адәмләргә әдәбият тәклип қилиштин чәкләнмишимиз керәк. Адәмләргә роһий җәһәттин өсүшкә ярдәм бериш үчүн уларға қайта берип, Муқәддәс китапни тәтқиқ қилишимиз лазим (К1х 3:6—9). Лекин қилған һәрикитимиз анчә нәтиҗилик болмисичу? (Мт 13:19—22). Биз қәлби «яхши йәргә» охшаш адәмләрни издәшни давамлаштурушимиз һаҗәт (Мт 13:23; Әлч 13:48).
«ҮЗЛҮКСИЗ ВӘЗ ҚИЛАЙЛИ. ҖӘМИЙӘТЛИК ОРУНЛАРДА ГУВАЛИҚ БЕРИШ ВӘ ШАГИРТ ТӘЙЯРЛАШ» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
-
Соломон билән Мәри Иезекиял вә Абигайилниң қәлбилиригә терилгән һәқиқәт уруғини қандақ қилип суғарған?
-
Хизмәтниң һәрхил түрлиригә қатнашқанда вә җәмийәтлик орунларда гувалиқ бәргәндә, мәхситимиз қандақ болуши керәк?
-
Башқиларни һәқиқәткә үгәткәндә немигә көпирәк диққәт бөлүшимиз керәк?