КОРИНТЛИҚЛАРҒА 1-ХӘТ 10—13
ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ |Йәһва садиқ Худадур
10:13
Йәһва биз дуч келиватқан синақлардин азат қилалайду. Шуңа, синақларға бәрдашлиқ беришимиз үчүн Йәһва йол көрситип, керәклик һәммини тәминләп бериду.
-
Йәһва Өз Сөзи, муқәддәс роһи вә роһий озуқлуқ арқилиқ бизгә илһам вә тәсәлли берип, ой-пикримизни вә қәлбимизни тинч-хатирҗәмликкә егә қилиду (Мт 24:45; Йоһ 14:16; Рм 15:4)
-
Йәһва бизгә муқәддәс роһ арқилиқ йол-йоруқ көрситиду. Муқәддәс роһ бизгә Муқәддәс китаптики айәтләрни вә принципларни есимизгә чүширип, дана қарар чиқиришимизға ярдәм бериду (Йоһ 14:26)
-
Йәһва бизгә пәриштиләр арқилиқ ярдәм берәләйду (Иб 1:14)
-
Йәһва бизгә етиқатдашлар арқилиқ ярдәм берәләйду (Кл 4:11)