Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

Хатириләш мәрасимиға қандақ тәйярлиқ қилишқа болиду?

Хатириләш мәрасимиға қандақ тәйярлиқ қилишқа болиду?

Бу жилдин башлап, Әйсаниң өлүмини хатириләш мәрасимиға тәйярлиқ қилишқа көпирәк вақтимиз болиду. Әгәр Хатириләш мәрасими дүшәнбидин җүмәгичә һәптә арилиғиға тоғра келип қалса, «Мәсиһий һаятимиз вә хизмитимиз» учришиши өткүзүлмәйду. Шундақла, Хатириләш мәрасими дәм елиш күнлиригә тоғра кәлсә, аммивий нутуқ ейтилмайду вә «Күзитиш мунари» муһакимә қилинмайду. Шуңа бу пурсәттин қандақ үнүмлүк пайдилиналаймиз? Биринчи әсирдә бу алаһидә мәрасим тәшкиллик өткүзүлгәндәк, бүгүнки күндиму шуниңға охшаш өткүзүлүши керәк (Луқа 22:7—13; km 15.3. 1-б.). Буниң үчүн биз һәммимиз өз жүригимизни тәйярлишимиз керәк. Буни қандақ қилишқа болиду?

  • Бу мәрасимға қатнишиш қанчилик муһим екәнлиги һәққидә мулаһизә қилиң (К1х 11:23—26)

  • Йәһва Худа билән болған мунасивитиңиз һәққидә дуа қилиң вә мулаһизә қилиң (К1х 11:27—29; К2х 13:5)

  • Хатириләш мәрасиминиң мәнасини чүшәндүридиған Муқәддәс китапқа асасланған әдәбиятларни оқуп, мулаһизә қилиң (Йоһ 3:16; 15:13)

Бирлири «Муқәддәс Язмиларни һәр күни тәтқиқ қилиш» намлиқ китапчидә Хатириләш мәрасими үчүн кәлтүрүлгән айәтләрни оқуп, мулаһизә қилиду. Бәзилири төвәндики җәдвәлдә кәлтүрүлгән айәтләрни оқуйду. Башқилар болса, Хатириләш мәрасими вә Йәһва Худа билән Әйса бизгә қандақ меһир-муһәббәт көрсәткәнлиги һәққидә «Күзитиш мунариниң» мақалилирини тәтқиқ қилиду. Мәйли қандақ тәтқиқ қилиш усулини таллаң, Йәһва Худа вә Әйсаға техиму йеқинлишалайсиз.