Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ЯРИТИЛИШ 32, 33

Бәрикәт елиш үчүн күришиватамсиз?

Бәрикәт елиш үчүн күришиватамсиз?

32:24—28

Һаятимизда Падишалиқни биринчи орунға қоюшқа тиришсақ, Йәһва Худаниң бәрикәтлиригә егә болалаймиз (К1х 9:26, 27). Яқуп пәриштә билән челишип, ахирғичә болди қилмиған. Бизму униңдин үлгә елип, Йәһваға хизмәт қилғанда, бәл қоювәтмәслигимиз керәк. Төвәндики нәрсиләрни қилсиңиз, Йәһваниң бәрикәтлиригә чин жүрәктин еришишни халайдиғанлиғиңизни көрситәләйсиз.

  • Җамаәт учришишлириға яхши тәйярлансиңиз

  • Вәз хизмитигә дайим чиқип турсиңиз

  • Җамаәттики қериндашларға ярдәм беришкә интилсиңиз

Һаятиңизда вәзийәтләр қанчилик қийин болмисун, Худадин дуада дайим ярдәм сораң һәм Униңға хизмәт қилғанда тиришчанлиқ көрситип, бәрикәтләрни елиш үчүн күч чиқириң.

ОЙЛИНИП КӨРҮҢ: Худаниң бәрикәтлиригә еришиш үчүн һаятимниң қайси саһасида техиму көп күч чиқиралаймән?