Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

Ят әл илаһларниң бутлирини ташлаветиңлар

Ят әл илаһларниң бутлирини ташлаветиңлар

Яқуп яшиған заманда Худа бутларға сәҗдә қилиш һәққидә техи қанун бәрмигән еди. Бирақ шуниңға қаримастин, Яқуп пәқәт Йәһваға вападар болуш керәклигини билгән (Чқ 20:3—5). Шуңа Йәһва Яқупқа Бәйтәлгә қайтишни ейтқанда, у аилисидикиләргә вә униң билән биргә болғанларға бутлирини ташлаветишини буйриған. Кейин у бутларни, һәтта сәҗдә қилишқа ишлитилгән һалқиларни йоқ қилған (Яр 35:1—4). Әлвәттә, Йәһва Яқупниң бу иш-һәрикәтлиридин хурсән болған.

Биз бүгүнки күндә қандақ қилип пәқәт Йәһваға вападар болалаймиз? Биринчидин, бутпәрәсликтин вә җинкәшликтин нери болушимиз керәк. Җинкәшлик билән бағлиқ болған һәммә нәрсиләрни йоқ қилишимиз лазим. Шундақла, қандақ оюн-тамашә түрлиригә көңүл бөлүватқинимизни қарап чиқишимиз керәк. Мәсилән, өзүңиздин: «Мән қан шориғучлар, гөрдин чиққан өлүкләр яки ғәйритәбиий күчләр һәққидә китаплар яки киноларни яқтуримәнму?»— дәп сораң. Шуңа биз Йәһва өч көргән нәрсиләрдин нери болушимиз зөрүр (Зб 97:10).

«ШӘЙТАНҒА ҚАРШИ ТУРУҢЛАР» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:

  • Муқәддәс китапни үгиниватқан Палеса қандақ қийинчилиққа дуч кәлгән?

  • Немә үчүн җинкәшлик тоғрисида болған мәсилиләрдә ақсақаллардин ярдәм сораш дана?

  • Шәйтанға қарши туруңлар һәм Худаға йеқинлишиңлар (Яқ 4:7, 8)

    Йәһва Худа бизни һимайә қилишини халисақ, немиләрни йоқ қилишимиз керәк?

  • Палеса дәрру қандақ һәрикәт қилған?

  • Сиз туриватқан жутиңизда җинлар тәсиридин қандақ нери болалайсиз?