Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Тәвсийә үлгилири

Тәвсийә үлгилири

«ОЙҒИНИҢЛАР!» (рус)

Соал: Һәрбир адәм сағлам болушни халайду. Ағриқниң алдини елиш үчүн немә ярдәм бериду дәп ойлайсиз?

Айәт: П.н 22:3

Тәғдим: «Ойғиниңлар!» журналиниң мону санида зерәклик болуп, ағриқниң алдини елиш үчүн немә қилишқа болидиғанлиғи ейтилиду.

ҺӘҚИҚӘТКӘ ҮГИТӘЙЛИ

Соал: Сизниңчә, азап-оқубәтләр Алладинму яки зәрдап чекишимизниң башқа сәвәви барму?

Айәт: Ап 34:10

Һәқиқәт: Азап-оқубәтләрниң сәвәпчиси Алла әмәс. Әксичә, Шәйтан, адәмниң натоғра һәрикити һәм бәзидә қолайсиз вақитта тәсадипий вақиәгә дуч келиш. Еғир әһвалда болғинимизда, Худа йенимизда болуп, қоллап-қувәтләшкә тәйяр. У һәқиқәтән бизгә ғәмхорлуқ қилиду.

«НЕМИШКӘ МУҚӘДДӘС КИТАПНИ ҮГИНИШ КЕРӘК?» (видео)

Соал: Сизниңчә, дунияни Худа башқуриватамду? [Җававини күтүң.] Худаниң Сөзидә немә ейтилғанлиғини билгәндә, һәйран болушиңиз мүмкин. Бу һәққидә мошу қисқа видеода ейтилған. [Видеони көрситиң.]

Тәғдим: Мошу китапниң 11-бабида Худа азап-оқубәтләргә йол бериватқанлиғиниң сәвәви вә униң келәчәккә болған нийити чүшәндүрилиду. [«Муқәддәс китапта немә ейтилиду?» китавини көрситиң.]

ӨЗ ТӘВСИЙӘҢИЗНИ ҚУРАШТУРУҢ

Жуқуридики тәвсийә үлгилириниң қурулушиға қарап, өз тәвсийә үлгиңизни қураштуруң