МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
«Мана мән! Әвәткәйсән мени!»
Йәшаяниң тәйярлиқ роһи тәқлит қилишқа лайиқ. У һәммә тәпсилатларни билмисиму, ишәнч көрситип, дәрру тапшуруқни орунлашқа тәйяр болған (Йша 6:9). Сизму Падишалиқ җакалиғучилири һаҗәт йәргә хизмәт қилиш үчүн өзгиришләрни қилаламсиз? (Зб 110:3). Әлвәттә, ундақ йәргә көчүп бериш үчүн «барлиқ хираҗәтни һесаплап» чиққинимиз муһим (Лқ 14:27, 28). Лекин вәз қилиш үчүн қурбанлиқлар қилишқа тәйяр болушимиз керәк (Мт 8:20; Мк 10:28—30). «Еһтияҗ бар йәргә көчүп бериш» (рус) видеосидин көргинимиздәк, Йәһваға хизмәт қилғанда алидиған бәрикәтлиримиз қурбанлиқлиримиздин аллиқанчә ашиду.
ВИДЕОНИ КӨРҮП БОЛҒАНДИН КЕЙИН, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
-
Эквадорда хизмәт қилиш үчүн Уильямслар аилисиниң һәрбир әзаси қандақ қурбанлиқларға барди?
-
Қәйәрдә хизмәт қилишни қарар қилғанда, улар немиләрни инавәткә алди?
-
Улар қандақ бәрикәтләргә еришти?
-
Қайси йәрдә еһтияҗ бар екәнлиги һәққидики мәлуматни қәйәрдин биливелишкә болиду?
КЕЛӘРКИ АИЛӘВИЙ ИБАДӘТТӘ БУНИ МУҺАКИМӘ ҚИЛАЛАМСИЗ?
-
Аилә болуп хизмәт даирисини қандақ кәңәйтишимиз мүмкин? (km-U 8.11. 4—6 б.)
-
Еһтияҗ бар йәрдә хизмәт қилалмисақ, өз җамаитимизгә қандақ ярдәм беришимиз мүмкин? (w16.03-U 23—25 б.)