Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ЙӘШАЯ 11—16

Пүтүн йәр йүзи Пәрвәрдигарни билиш-тонуш билән қаплиниду

Пүтүн йәр йүзи Пәрвәрдигарни билиш-тонуш билән қаплиниду

11:6—9

Бу бәшарәт исраиллиқларға тегишлик қандақ орунланди?

  • Бабил қуллиғидин өйлиригә қайтиватқан йолдиму, қайта әксигә кәлтүрүлгән зәминдә турғандиму, исраиллиқларниң явайи һайванатлардин яки шәпқәтсиз инсанлардин қорқмаслиғи керәк еди (Әзр 8:21, 22).

Бу бәшарәт бизниң күнимиздә қандақ орунлиниватиду?

  • Йәһва һәққидики билим инсанларниң миҗәз-хулқини өзгәртмәктә. Өтмүштә зораван болғанлар һазир тинчлиқни яхши көридиған адәмләргә айланди. Йәһвани тонуп-билиш пүткүл йәр йүзини роһий җәннәткә айландурди.

Бу бәшарәт келәчәктә қандақ орунлиниду?

  • Пүткүл йәр йүзи Йәһваниң дәсләпки нийитигә мас, хәвп-хәтәрсизлик билән инақлиқ орниған җәннәткә айлиниду. Һечбир мәвҗудат — адәмму, һайванатларму — һечқандақ қорқунуч туғдурмайду.

Худа тоғрилиқ билимниң ярдими билән Паул өзгәрди

  • Пәрисий болған вақтида у һайванға тәң хисләтләрни көрсәткән (Т1х 1:13).

  • Тоғра билим униң миҗәз-хулқини өзгәртти (Кл 3:8—10).