МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Үз-хәтир үстидин ғалибийәт қазанған Худа һәққидики билим
Йәһва Худа үз-хәтир қилмайду (Әлч 10:34, 35). У «барлиқ милләтләрдин, қәбилиләрдин, хәлиқләрдин вә тиллардин» чиққан адәмләрни қобул қилиду (Вһ 7:9). Шуңа мәсиһийләр җамаитидә үз-хәтиргә йә бирсини башқисидин артуқ көрүшкә орун йоқ (Яқ 2:1—4). Роһий тәлимниң ярдими арқилиқ биз роһий җәннәттә яшаватимиз (Йша 11:6—9). Әгәр қәлбимиздин үз-хәтирни томури билән жулуп ташлашқа тиришсақ, Худаға тәқлит қилған болимиз (Әф 5:1, 2).
«ДЖОНИ БИЛӘН ГИДЕОН: БУРУН ДҮШМӘН БОЛҒАН, ҺАЗИР ҚЕРИНДАШЛАР» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРГӘНДИН КЕЙИН, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
-
Немишкә үз-хәтир билән ирқчилиқни йеңиштә Худаниң билими адәм күчидин ешип чүшиду?
-
Хәлиқарилиқ қериндашлиқ сизни немиси билән һәйран қалдуриду?
-
Мәсиһий бирликни сақлиғанлиғимиз қандақларчә Йәһвани мәдһийиләйду?