ЙӘШАЯ 1—5
ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ |«Келиңлар, биз Пәрвәрдигарниң теғиға» чиқайли
2:2, 3
«Ахир заманда» |
Биз яшаватқан вақит |
«Пәрвәрдигарниң ибадәтханиси җайлашқан тағ» |
Йәһваға болған пак ибадәт |
«Барлиқ ят әлләр униңға қарап еқип келишиду» |
Таза ибадәткә кәлгәнләр бирликтә баш қошиду |
«Келиңлар, биз Пәрвәрдигарниң теғиға» чиқайли |
Худаниң һәқиқий хизмәтчилири башқиларниму тәклип қилиду |
«У Өз йоллиридин бизгә үгитиду вә биз Униң тәриқилиридә маңимиз» |
Өз Сөзи арқилиқ Йәһва бизгә йол-йоруқ берип, өзиниң йолида меңишқа ярдәм бериду |
2:4
«Улар һәм йәнә урушни үгәнмәйду» |
Йәшая уруш қураллирини әмгәк қураллириға айландуридиғанлиғини тәсвирлигән. Шундақ қилип, Йәһваниң хәлқи тинчлиққа интилидиғанлиғини көрсәткән. Йәшаяниң дәвридә бу қандақ қураллар болған? |
«Қиличлирини сапан чишлиригә» |
1 Сапан — йәрни һайдашқа арналған қурал. Уларниң бәзилири төмүрдин ясалған (С1я 13:20). |
«Нәйзилирини оғаққа» |
2 Бу йәрдики «оғақ» үзүм путиғини кесишкә арналған әгилгән саплиқ төмүр пичақ болуши керәк (Йша 18:5). |