Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

Вәз қилиш маһаритимизни ашуримиз. «Худаниң меһир-муһәббитидин айрилмаңлар» китавиниң ярдими билән адәмниң жүригигә тәсир қилиш

Вәз қилиш маһаритимизни ашуримиз. «Худаниң меһир-муһәббитидин айрилмаңлар» китавиниң ярдими билән адәмниң жүригигә тәсир қилиш

БУ НЕМИШКӘ МУҺИМ? Йәһваға лайиқ түрдә ибадәт қилиш үчүн адәмләр униң тәләплирини билип, уларға мас һаят кәчүрүши керәк (Йша 2:3, 4). «Худаниң меһир-муһәббити» китави — тәтқиқ қилишқа арналған иккинчи китавимиз. У Муқәддәс китапни тәтқиқ қиливатқанларға Худаниң принциплирини күндилик һаятта қандақ қоллинишқа болидиғанлиғини чүшинишкә ярдәм бериду (Иб 5:14). Тәлим бәргәндә уларниң жүригигә тәсир қилишқа тиришишимиз керәк. Шу чағда улар дурус нийәт билән өзгиришкә интилидиған болиду (Рм 6:17).

БУНИҢ ҮЧҮН НЕМӘ ҚИЛИШ КЕРӘК?

  • Қизиққучиниң еһтияҗлирини әстә тутуп, яхши тәйярлиқ көрүң. Униң тәтқиқ қилиниватқан мәлуматқа тегишлик пикрини вә һис-туйғулирини билиш үчүн соалларни пухта тәйярлаң (П.н 20:5; be-U 259-б.)

  • Қизиққучиға Муқәддәс китап принциплириниң пайдисини көрүшкә ярдәм бериш үчүн китаптики рамкиларни пайдилиниң

  • Вижданға бағлиқ болған вәзийәтләр һәққидә мулаһизә қилишқа ярдәм бериң, лекин адәм үчүн қарар қобул қилмаң (Гл 6:5)

  • Мулайимлиқни көрситип, униңға Муқәддәс китаптики қандақту бир принципни һаятида қоллинишқа ярдәм беришкә һаҗәт болған-болмиғанлиғини байқашқа тиришиң. Уни Йәһвани яхши көргәнлиги үчүн өзгиришкә дәвәт қилиң (П.н 27:11; Йоһ 14:31)