ЛАВИЙЛАР 12, 13
ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ |Мохо кесилигә мунасивәтлик қанунлардин немини үгинимиз?
13:4, 5, 45, 46, 52, 57
Мохо кесили тоғрилиқ қанунниң асасидики принциплардин Йәһва билән болған мунасивитимизни мәһкәм сақлаш тоғрилиқ немиләрни үгинимиз?
-
Йәһва Худа роһанийларни мохо кесилини чапсан ениқлашқа үгәткән. Бүгүнки күндиму җамаәттики ақсақаллар роһий ярдәмгә муһтаҗ болған қериндашқа бирдин ярдәм беришкә тәйяр (Яқ 5:14, 15).
-
Исраиллар мохо кесили билән башқиларни жуқтурмаслиғи үчүн һәрқандақ кесәл жуқтурулған нәрсини көйдүрүветиши керәк еди. Худаниң хизмәтчилири гунаға елип келидиған нәрсиләрдин, һәтта өзлири үчүн бәк муһим болған һәрқандақ нәрсидинму, ваз кечишкә тәйяр болуши лазим (Мт 18:8, 9). Буниңға адәтләр, достлар яки бәзи оюн-тамашә түрлири кириши мүмкин.
Худаниң хизмәтчиси Йәһваниң ярдимини қобул қилишқа тәйяр екәнлигини қандақ көрситәләйду?