МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Хизмәттә журналларни ишлитишни давамлаштуруң
2018-жилдин тартип, журналлиримизниң һәрбир аммивий нәшри пәқәт бир мавзудики мақалиләрдин ибарәт болмақта. Бу журналларниң һәммиси Тәлим бериш қураллириға ятиду. Шуңа биз уларни вәз хизмитидә ишләтсәк болиду. Шундақла бәзи нәширләрни йолға чиққанда яки дуканға маңғанда өзүмиз билән алсақ болиду. Бу журналлар Муқәддәс китапни үгиниш үчүн нәшир қилинмисиму, адәмләрниң Худа тоғрилиқ билиш истигини ойғитиши мүмкин.
Сөһбәтни башлиғандин кейин, бир айәтни оқуп, адәмгә көрсәтмәкчи болған журналдики бир мақалини тилға елиң. Мәсилән, сиз аилиси бар, йеқин кишидин айрилған яки башқа қийинчилиққа дуч келиватқан киши билән сөзләшсиңиз, мундақ ейтсиңиз болиду: «Мән йеқинда мошу мавзуға бағлиқ бир мақалини оқудум. Сизгә көрсәтсәм боламду?» Адәмниң қизиқиватқанлиғини байқисиңиз, униңға журналниң электронлуқ нәшрини әвәтиң. Гәрчә асасий мәхситимиз журналларни тарқитиш болмисиму, уларни вәз хизмитидә ишләтсәк, алған билимини әмәлийәттә қоллинишни халайдиған кишиләрни тапалаймиз (Әлч 13:48).
2018
2019
2020
Территорияңиздики адәмләрни қандақ мавзулар қизиқтуриду?