МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Йәһваниң җазасини қоллаш арқилиқ меһир-муһәббәтни көрситимиз
Җамаәттин чиқирилиш чариси җамаәтни һимайә қилиду вә товва қилмиған қериндашни өзгиришкә дәвәт қилиду (К1х 5:6, 11). Бу чарә җамаәттин чиқирилған қериндашниң йеқин туққанлири вә сот комитетиниң әзалириға ғәм-қайғу әкәлсиму, Йәһва Худаниң қарарини қоллаш арқилиқ меһир-муһәббәтни көрситимиз.
Әң муһими, биз Йәһваниң нам-абройиға вә муқәддәс өлчәмлиригә меһир-муһәббәтни көрситимиз (Пт1х 1:14—16). Шундақла җамаәттин чиқирилған кишигиму меһир-муһәббәтни көрситимиз. «Дәрһәқиқәт, һәрқандақ җаза һазир қайғудәк билиниду, амма кейинирәк униң арқилиқ үгитилгәнләргә течлиқ мевә — һәққанийлиқни әкелиду» (Иб 12:5, 6, 11). Җамаәттин чиқирилған яки һәқиқәттин ваз кәчкән киши билән алақә қилған болсақ, Йәһваниң тәрбийилишигә тосалғу қилаттуқ. Унтумаңки, Йәһва Худа Өз хәлқигә керәклик дәриҗидә «һөкүм чиқирип тәрбийә-савақ бериду» (Йр 30:11). Җамаәттин чиқирилған киши меһрибан Атимизға қайтип келиду дәп үмүт қилип, өз тәрипимиздин Йәһваниң түзитиш чарисини қоллашни вә һәр күни роһий ишлар билән шуғуллинишни давамлаштуримиз (Йша 1:16—18; 55:7).
«ЙӘҺВА ХУДАҒА ПҮТҮН ҚӘЛБИҢИЗ БИЛӘН САДИҚ БОЛУҢ» ДЕГӘН ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
-
Балиси Йәһвани ташлап кәтсә, ата-аниси қандақ азап чекиду?
-
Җамаәттикиләр садақәтмәнлигини сақлап жүргән аилә әзалирини қандақ қоллап-қувәтләләйду?
-
Йәһваға болған садақәтмәнлик туққанларға садиқ болуп қелиштин муһимирақ екәнлигини Муқәддәс китаптики қайси вақиә көрситиду?
-
Йәһва Худани уруқ-туққанлиримиздин артуғирақ яхши көргәнлигимизни қандақ көрситәләймиз?