МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Сиз Падишалиқ вәз ейтқучилири үчүн мәктәпкә илтимас хетини толдурушқа тәйярму?
Йешиңиз 23тин 65кичә болуп, толуқ вақитлиқ хизмәтни атқуруватамсиз? Саламәтлигиңиз яр берәмду? Вәз ейтқучилар муһтаҗ йәргә көчүп беришқа мүмкинчилигиңиз барму? Бу соалларға «һә» дәп җавап бәрсиңиз, Падишалиқ вәз ейтқучилири үчүн мәктәпкә илтимас хетини толдуруш тоғрилиқ ойлап бақтиңизму? Бу мәктәпниң ечилишидин тартип, миңлиған әр-аяллар, той қилмиған бурадәрләр вә қериндашлар мошу илтимасни толдурған. Йәһвадин Уни хошал қилиш вә Әйсани үлгә қилиш истигиңизни күчәйтишни сораң (Зб 40:8; Мт 20:28; Иб 10:7). Андин мошу мәктәпкә илтимасни толдуруш үчүн ишлириңизни қандақ азайтишқа болидиғанлиғини ойлап көрүң.
Падишалиқ вәз ейтқучилири үчүн мәктәпни түгәткәнләрниң хизмәттә қандақ мүмкинчиликлири пәйда болиду? Бәзилири башқа тилда сөзләйдиған җамаәткә тәйинләнгән яки адәмләр көп йәрләрдә вәз қилиш паалийитигә қатнашқан. Башқилири кейин наһийилик назарәтчиниң орунбасири, наһийилик назарәтчи яки миссионер болуп хизмәт қилишқа тәйинлиниду. Йәһваға хизмәт қилишниң мүмкинчиликлири тоғрилиқ чоңқур ойлиғанда, Йәшая пәйғәмбәргә охшаш, «Мана мән! Мени әвәткәйсән» дегән сөзләргә қошулидиғанлиғиңиз сөзсиз! (Йша 6:8)
«МИССИОНЕРЛАР — ҺОСУЛ ЖИҒИШҚА ҚАТНИШИДИҒАН ИШЧИЛАР» ДЕГӘН ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
-
Миссионерларни қандақ таллайду?
-
Миссионерлар қандақ яхши ишларни қилиду?
-
Миссионерлар қандақ бәрикәтләргә еришиду?