Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

«Һечқачан әнсирмәңлар»

«Һечқачан әнсирмәңлар»

Йәһва Худа қедимий Исраилда гадайларға ярдәм бәргән. Бүгүнки күндә Йәһва Худа пул тәрәптин қисиливатқан хизмәтчилиригә қандақ ярдәм бәрмәктә?

  • Худа бизни пулға тәңпуң көзқарашта болушқа үгитиду (Лқ 12:15; Т1х 6:6—8).

  • Худа уларға өзлирини һөрмәтләшкә ярдәм бериду (Ап 34:19).

  • Худа уларни әмгәкчан болушқа вә яман адәтләрдин нери болушқа үгитиду (П.н 14:23; 20:1; К2х 7:1).

  • Худа уларни меһир-муһәббәтлик аилисигә җәлип қилған (Йоһ 13:35; Й1х 3:17, 18).

  • Худа уларға үмүт бериду (Зб 9:18; Йша 65:21—23).

Әһвалимиз мәйли қандақ болмисун, ғәм-тәшвиш қилишниң һеч асаси йоқ (Йша 30:15). Әгәр биз Худа Падишалиғини биринчи орунға қойсақ, У бизгә маддий җәһәттин бизгә ғәмхорлуқ қилиду (Мт 6:31—33).

«МЕҺИР-МУҺӘББӘТ ҺЕЧ СОВУМАЙДУ... ЙОҚЧИЛИҚҚА ҚАРИМАСТИН (КОНГО)» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:

  • Регионлуқ конгресс өтидиған йәргә йеқин туридиған қериндашлар конгрессқа кәлгән қериндашларға меһмандостлуқни қандақ көрсәтти?

  • Бу видеодин Йәһва Худаниң кәмбәғәлләргә болған меһир-муһәббити тоғрилиқ немини билимиз?

  • Бай-гадайлиғимизға қаримастин, Йәһва Худадин қандақ үлгә алалаймиз?