ХИЗМӘТТӘ ТЕХИМУ ҮНҮМЛҮК БОЛУҢ | ВӘЗ ХИЗМИТИДИН КӨПИРӘК ХОШАЛЛИҚ ЕЛИҢ
Жүрәккә тәсир қилиң
Худаға бойсунушқа бизни жүригимиз дәвәт қилиши керәк (П.н 3:1). Шуңа биз тәлим бәргәндә тиңшиғучиларниң жүригигә тәсир қилишқа интилишимиз керәк. Буни қандақ қилалаймиз?
Үгәнгүчигә Муқәддәс китаптики һәқиқәтләрни үгитипла қоймай, еливатқан билими униң һаятиға вә Йәһва Худа билән болған мунасивитигә қандақ тәсир қилидиғанлиғини көрситиң. Муқәддәс китаптики принциплар Худаниң меһир-муһәббитини, рәһим-шәпқитини вә һәққанийлиғини қандақ көрситидиғанлиғини чүшәндүрүң. Оқуп-билгәнлири униңға қандақ тәсир қиливатқанлиғини билиш үчүн, силиқ-сипайилик билән соал қоюң. Натоғра көзқарашни өзгәртиш яки яман адитини ташлаш униңға қандақ пайда елип келидиғанлиғи тоғрилиқ ойлинишқа ярдәм бериң. Униң Йәһва Худани чин қәлбидин сөйгәнлигини көргәндә, хизмәттә техиму көп хошаллиққа еришисиз.
«ШАГИРТ ТӘЙЯРЛАШТИН ХОШАЛЛИҚ ТЕПИҢ. МАҺАРИТИҢИЗНИ АШУРУҢ. ЖҮРӘККӘ ТӘСИР ҚИЛИШ» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
-
Немишкә Нита Джейдтин: «Биз дүшәнбә күни сөзләшкәнлиримиз тоғрилиқ ойлинип көрдүңму?»— дәп сориди?
-
Нита Джейдқа Муқәддәс китап принциплиридин Йәһваниң униңға болған меһир-муһәббитини көрүшкә қандақ ярдәм бәрди?
-
Нита Джейдқа Йәһвани яхши көридиғанлиғини қандақ көрситәләйдиғанлиғи тоғрилиқ ойландуруш үчүн немә деди?