Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

Яшанған аялларға анаңға қариғандәк, яш аялларға қериндишиңға қариғандәк қараң

Яшанған аялларға анаңға қариғандәк, яш аялларға қериндишиңға қариғандәк қараң

Язмиларда яшанған етиқатдашларға анимиз билән атимизға, яш етиқатдашларға қериндашлиримизға қариғандәк қаришимиз керәклиги йезилған (Тимотийға 1-хәт 5:1, 2ни оқуң). Болупму бурадәрләр аял қериндашларға һөрмәт билән муамилә қилиши керәк.

Бурадәр һечқачан қаш-көз ойнитиши яки аял қериндашлар униң қешида өзлирини қолайсиз һис қилидиған нәрсиләрни қилмаслиғи лазим (Аюп 31:1). Қериндашқа өйлиниш мәхсити болмиған, бойдақ бурадәр униңға налайиқ романтикилиқ қизиқиш көрситип, һис-туйғулири билән ойнишиштин нери болуши керәк.

Ақсақаллар һөрмәт билән соал сориған яки муһим бир мәсилини оттуриға қойған қериндашни зәң қоюп, меһрибанлиқ билән тиңшиши лазим. Улар болупму қоғдиғучиси, йәни йолдиши йоқ қериндашларға көңүл бөлүши муһим (Рут 2:8, 9).

«ҖАМАӘТТӘ ӨЗГӘРМӘС МЕҺИР-МУҺӘББӘТ КӨРСИТИҢ. ТУЛЛАРҒА ВӘ ЖИТИМЛАРҒА» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:

  • Җамаәттикиләр Минт қериндашқа меһир-муһәббәтни қандақ көрсәтти?

  • Қериндашларниң меһир-муһәббити йезидикиләргә қандақ яхши гувалиқ болди?

  • Етиқатдашлар көрсәткән меһир-муһәббәт Минт қериндашниң қизлириға қандақ тәсир қилди?

Җамаәттики қериндашларға меһир-муһәббәтни қайси әмәлий усулларда көрситәләйсиз?