Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

Сөһбәт үлгилирини қандақ қоллинишқа болиду?

Сөһбәт үлгилирини қандақ қоллинишқа болиду?

Сөһбәт үлгилирини тәйярлаш үчүн бурадәрләр көп күч чиқириду. Қериндашлар уларниң көп пайдисини көрүватиду. Лекин һәрбир йәрниң әһвали һәртүрлүк болғанлиқтин, вәз хизмитидә қериндашларниң йәрлик адәмләр билән сөз башлаш йолиму, улар билән сөзлишидиған мавзулириму һәрхил болуши мүмкин. Әлвәттә, мәхсус паалийәт болған чағда һәммиси берилгән тәвсийәләрни қоллиниши муһим. Бизниң мәхситимиз — Падишалиқ тоғрилиқ хуш хәвәрни ейтиңлар дегән Әйсаниң буйруғини орунлаш (Мт 24:14).

Қериндашлар учришишта тапшуруқ алғанда, сөһбитини сөһбәт үлгилириниң мавзусиға асаслинип орунлиши керәк. Вәз ейтқучилар, нәқ тәвсийә болмиған вәзийәттә, сөһбәт үлгилиридики соални, айәтни, қайта йолуқуш үчүн соални яки вәз қилиш усулини йәрлик вәзийәткә маслаштуруп өзгәртәләйду. Бирақ әң муһими, сөһбәт үлгисиниң асасий мавзусини қалдуруш керәк. Бу өзгиришләр тоғрилиқ 2020-жилниң июнь ейида чиққан Иш дәптиридә йезилған.