Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

Сентябрь ейида Муқәддәс китап үгинишни башлаш мәхсус паалийити

Сентябрь ейида Муқәддәс китап үгинишни башлаш мәхсус паалийити

Сентябрь ейида мәхсус паалийәт башлиниду. Шу чағда биз «Мәңгү шат-хорам яшаң!» китапчиси билән һәрбир өй егисигә Муқәддәс китап үгинишни тәғдим қилимиз. Шу айда вәз ейтқучилар 30 саатлиқ нормини тоштуруп, ярдәмчи пионер болалайду. Бу паалийәт қандақ өтиду?

  • Дәсләпки қетим барғанда. Адәмниң қизиқишини ойғитиш үчүн китапчиниң ахирқи бетидики мәлуматни қоллинип, үгиниш қандақ өтидиғанлиғини көрситиң. Қизиқиш көрсәткәнләрниму, шу җүмлидин қайта йолуқушларниму унтуп қалмаң. Улар бурун үгиништин баш тартқан болсиму, һазир йеңи усул вә йеңи китапчә билән үгиниш уларға қизиқ болуши мүмкин. Өйдә болмиған адәмләргә китапчини қалдурушниң һаҗити йоқ вә бурун қизиқиш көрсәтмигән адәмләргә бу китапчини хәт арқилиқ әвәтишниң кериги йоқ. Җамаәтниң хизмәт комитети шу айда қошумчә вәз учришишларни орунлаштуруши мүмкин.

  • Башқа мүмкинчиликләр. Җамаитиңиз қол һарвуси билән вәз қилса, ундақта һарвуға «Мәңгү шат-хорам яшаң!» китапчисини селип қоюң. Қизиқип, һарвуға йеқинлашқан адәмгә бу китапчә билән һәқсиз Муқәддәс китапни үгиниш өтидиғанлиғиниму ейтиң. Шу йәрдә үгиниш қандақ өтидиғанлиғини қисқичә көрсәтсиңиз болиду яки кейин көрситишкә келишивалсиңиз болиду. Талланған вәз ейтқучиларни хизмәт назарәтчиниң орунлаштуруши билән сода-сетиқ районлириға үгиниш дәрисини тәғдим қилиш үчүн әвәтиши мүмкин. Шундақла синипдишиңизға яки нарәсмий вәз қилғанда учратқан адәмләргә үгинишни тәғдим қилип көрүң.

Әйса бизгә «шагиртларни тәйярлаңлар», уларни «үгитиңлар» дәп буйруқ бәргән (Мт 28:19, 20). «Мәңгү шат-хорам яшаң!» китапчисиниң ярдими билән мәхсус паалийәт вақтида мошу мәхсәткә йетәйли!