МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ | ЙЕҢИ ХИЗМӘТ ЖИЛИ ҮЧҮН МӘХСӘТЛӘРНИ ҚОЮҢ
Йеңи хизмәт жили үчүн мәхсәтләрни қоюң. Пионер болуш
Йәһва Худаға көпирәк хизмәт қилиш үчүн мәхсәтләрни қойсақ, күчимизни даналиқ билән қоллинимиз (К1х 9:26). Бу дунияниң вақти санақлиқ қалғанлиқтин, вақтимизни даналиқ билән пайдилинишқа мәхсәтләр ярдәм бериду (Әф 5:15, 16). Алдимиздики хизмәт жилида қандақ мәхсәтләрни қоюшқа болидиғанлиғини келәрки аиләвий ибадәттә ойлинип көрүшкә болиду. Иш дәптириниң мошу санида ойлинип вә дуа қилип қараштуруп чиқидиған бирнәччә мәхсәтләр тоғрилиқ мақалиләр йезилған (Яқ 1:5).
Мәсилән, аилиңиздә бири болсиму, пионер болаламду? Әгәр саатниң нормисини тошуралмаймән дәп әнсирсиңиз, вәзийити сизниңкигә охшаш бәзибир пионерлар билән сөзлишип көрүң (П.н 15:22). Мүмкин сиз аиләвий ибадитиңизгә бир пионерни чақирип, униңдин сөһбәт алсиңиз яхши болатти. Андин қолайлиқ болидиған җәдвәлни қуруң. Бәлким, сиз бурун пионер болған едиңиз. Қайта пионер болушқа һазирқи шараитиңиз барму, йоқму, шу тоғрисида пухта ойлинип көрүң.
Аилиңиздикиләрниң бирси бир ай яки униңдинму көп ай ярдәмчи пионер болаламду? Мағдириңиз йоқтәк билинсә, һәр күни аз-аз вәз қилип, ярдәмчи пионер болалайсиз. Сиз ишлигәнликтин яки мәктәптә оқуғанлиқтин һәптә арисида вәз хизмәткә чиқалмисиңиз, ундақта мәйрәмләр болғанда яки бәш шәнбә яки бәш йәкшәнбә бар айларни таллисиңиз болиду. Календарьға қайси айларда ярдәмчи пионер болуп хизмәт қилалайдиғанлиғиңизни бәлгүләп, шу айға җәдвәл қуруп қоюң (П.н 21:5).
«ҖАСАРӘТЛИК БОЛУҢЛАР. ПИОНЕРЛАР» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
-
Йәһва Худа Эммаға қандақ ғәмхорлуқ қилған вә бу вақиәдин немини үгинимиз?