МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Йеңи хизмәт жилиға қандақ роһий мәхсәтләрни қойдиңиз?
Роһий мәхсәтләр бу Йәһва Худаға толуқ хизмәт қилиш вә Уни хурсән қилиш үчүн чиқарған тиришчанлиғимиз. Шу мәхсәтләр бизгә роһий тәрәптин йетилгән Худа хизмәтчиси болушқа ярдәм бериду. Роһий мәхсәтләргә йетиш үчүн вақтимиз билән күчимизни сәрип қилишқа әрзийду (Т1х 4:15). Немә үчүн мәхсәтлиримизни пат-пат тәкшүрүп турушимиз керәк? Сәвәви вәзийәтлиримиз өзгириши мүмкин. Бәлким, һазир қойған мәхситимизгә йетиш мүмкин әмәсту. Яки бир мәхситимизгә йетип, әнди башқа мәхсәт қоюшимиз мүмкин.
Йеңи хизмәт жили башланмай туруп мәхсәтлиримиз тоғрилиқ ойланғанлиғимиз дурус. Аиләвий ибадәт вақтида шәхсән яки аилиңиз үчүн қойған мәхсәтләр тоғрилиқ муһакимә қилсиңиз болиду.
Төвәндики саһаларда ениқ қандақ мәхсәтләрни қоялайсиз вә уларға йетиш үчүн қандақ қәдәмләрни қилалайсиз?
Муқәддәс китапни оқуш, шәхсий үгиниш, җамаәт учришишлириға қатнишиш, җавап бериш w02 15/6 15-б., 14, 15-абз.
Вәз хизмити w23.05 27-б., 4, 5-абз.
Худа хизмәтчисигә хас хисләтләр w22.04 23-б., 5, 6-абз.
Вә башқилар: