МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Йәһваниң садиқ меһир-муһәббитини тәқлит қилиң
Йәһва Худа садиқ меһир-муһәббәтниң әҗайип үлгиси (Зб 103:11). Бу меһир-муһәббәт тез йоқап кетидиған һис-туйғу әмәс. Бу хисләт чоңқур сиңип кәткәнликни билдүриду. Йәһва Худа Өз садиқ меһир-муһәббитини Исраил хәлқигә нурғун йоллар арқилиқ көрсәткән. У Өз хәлқини Мисирниң қуллиғидин азат қилип, Вәдә қилинған зиминға елип барған (Зб 105:42—44). Йәһва Өз хәлқи үчүн җәң қилип, уларниң қайта-қайта қилған гуналирини кәчүрәтти (Зб 107:19, 20). Йәһваниң көрсәткән садиқ меһир-муһәббити тоғрилиқ зәң қоюп ойлисақ, Униңдин үлгә елишқа тиришимиз (Зб 107:43).
«ЙӘҺВА ХУДАНИҢ САДИҚ МЕҺИР-МУҺӘББӘТЛИК ИШЛИРИҒА ЗӘҢ ҚОЮҢ» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРСИТИҢ ВӘ КЕЙИН ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРНИ ҚАРАШТУРУҢ:
-
Садиқ меһир-муһәббәтни қандақ көрситәләймиз?
-
Садиқ меһир-муһәббәтни көрситиш үчүн немишкә қурбанлиқларға бериш керәк?