Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

Улар бизгә җанпидалиқ билән хизмәт қилиду

Улар бизгә җанпидалиқ билән хизмәт қилиду

Районға җавапкар ақсақаллар билән аяллири башқиларға җан пидалиқ билән хизмәт қилмақта. Уларниңму бизгә охшаш ишлири бар. Бәзидә уларму һерип қалиду, көңүллири йерим болиду вә ғәм қилиду (Яқ 5:17). Буниңға қаримастин, һәр һәптидә җамаәтләрни зиярәт қилип, бурадәр-қериндашларға илһам бериду. Растлиғини ейтқанда, районға җавапкар ақсақаллар «икки» һәссә һөрмәткә лайиқ (Т1х 5:17).

Әлчи Паул «роһий һәдийә» билән бөлүшүш үчүн Римдики җамаәтни зиярәт қилишни планлиғанда, етиқатдашлар билән «өз ара илһам» елишқа тиришқан (Рм 1:11, 12). Сиз районға җавапкар ақсақаллар билән аялини қандақ илһамландурсам болиду дәп ойлиғанму?

«РАЙОНҒА ҖАВАПКАР АҚСАҚАЛНИҢ ЗИЯРӘТ ХИЗМИТИ» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:

  • Районға җавапкар ақсақаллар билән аяллири җамаәт үчүн қандақ җан пидалиқ көрситиду?

  • Уларниң тиришчанлиғидин өзүңиз қандақ пайда алдиңиз?

  • Уларға қандақ илһам бәрсәк болиду?