22—28 июль
ЗӘБУР 66—68
23 нахша вә дуа | Кириш сөз (1 мин.)
1. Йәһва Худа һәр күни жүкимизни көтириду
(10 мин.)
Йәһва Худа дуалиримизни тиңшайду вә униңға җавап бериду (Зб 66:19; w23.05 12-б., 15-абз.)
Йәһва Худа житим-йесирларниң муһтаҗлиғиға көңүл бөлиду (Зб 68:5; w10 12/1 23-б, 6-абз.; w09 4/1 31-б., 1-абз.)
Йәһва Худа бизгә һәр күни ярдәм бериду (Зб 68:19; w23.01 19-б., 17-абз.)
ОЙЛАП КӨРҮҢ: Йәһва Худа жүкимизни көтириши үчүн немә қилишимиз керәк?
2. Роһий гөһәрләрни издәйли
(10 мин.)
-
Зб 68:18: Қедимий Исраилда һәдийә сүпитидә берилгән адәмләр кимләр болған? (w06 6/1 10-б., 5-абз.)
-
Мошу һәптидә оқулған Муқәддәс китап баплиридики қайси роһий гөһәрләрни ейтип беришни халайсиз?
3. Муқәддәс китапни оқуш
(4 мин.) Зб 66:1—20 (th 11-дәрис)
4. Сөһбәт башлаш
(3 мин.) ӨЙМУ ӨЙ ВӘЗ ҚИЛИШ. Өй егисиниң мәдәнийити, тили, келип чиқиши сизниңкигә охшимайду (lmd 5-дәрис, 3-абзац).
5. Қайта йолуқуш
(4 мин.) ӨЙМУ ӨЙ ВӘЗ ҚИЛИШ. Өткән қетим қалдурған варақчиниң асасида сөһбәтни давамлаштуруң (lmd 9-дәрис, 3-абзац).
6. Шагиртларни тәйярлаш
42-нахша
7. Кимду бирсиниң еғирчилиғини көтиришкә ярдәм берәләмсиз?
(15 мин.) Муһакимә.
Худаниң һечбир хизмәтчиси қийинчилиқлар билән ялғуз күрәшмәйду (Т2я 20:15; Зб 127:1). Сәвәви бизниң Ярдәмчимиз — Йәһва Худа (Йша 41:10). У қандақ қилип бизгә ярдәм бериду? У Өзиниң Сөзи вә тәшкилати арқилиқ йол көрситиду (Йша 48:17). Ғәйрәтләндүридиған муқәддәс роһини бериду (Лқ 11:13). Шундақла, Йәһва Худайимиз бурадәр вә қериндашлиримизни бизгә илһам-мәдәт вә ярдәм беришкә дәвәт қилиду (К2х 7:6). Етиқатдашлиримизниң еғирчилиғини көтиришкә Йәһва Худа кимду биримизни пайдилиналайду.
«Җамаәттә муһәббәтни көрситәйли. Яшанғанларға» намлиқ ВИДЕОНИ көрситиң. Андин мону соалларни қоюң:
-
Яшанған етиқатдашлиримизниң еғирчилиғини көтиришкә ярдәм бериш үчүн немә қилсиңиз болиду?
«Җамаәттә муһәббәтни көрситәйли. Толуқ вақитлиқ хизмәт қиливатқанларға» намлиқ ВИДЕОНИ көрситиң. Андин мону соалларни қоюң:
-
Толуқ вақитлиқ хизмәт қиливатқан етиқатдашлиримизниң жүкини көтиришкә ярдәм бериш үчүн немә қилсиңиз болиду?
«Җамаәттә муһәббәтни көрситәйли. Чәтәлликләргә» намлиқ ВИДЕОНИ көрситиң. Андин мону соалларни қоюң:
-
Қийин синақларни баштин кәчүрүватқанларниң еғирчилиғини көтиришкә ярдәм бериш үчүн немә қилсиңиз болиду?
8. Җамаәттә Муқәддәс китапни үгиниш
(30 мин.) bt-U 13-бап., 1—7 абз., 5-бөлүмгә кириш сөз вә 103-бәттики рамка; btq 13-бап., 1—7 абз., 5-бөлүмгә кириш сөз вә 103-бәттики рамка.