Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

29 июль—4 август

ЗӘБУР 69

29 июль—4 август

5-нахша вә дуа | Кириш сөз (1 мин.)

ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ

1. Зәбурниң 69-бабидики пәйғәмбәрлик сөзләр Әйсаниң һаятида қандақ орунланди?

(10 мин.)

Әйсани сәвәпсиз өч көргән (Зб 69:4; Йоһ 15:24, 25; w11 8/15 11-б., 17-абз.)

Әйса пак ибадәтни қизғинлиқ билән қоғдиған (Зб 69:9; Йоһ 2:13—17; w10 12/15 8-б., 7, 8-абз.)

Әйса җан азавини тартқан вә униңға аччиқ нәрсә қошулған шарап бәрди (Зб 69:20, 21; Мт 27:34; Лқ 22:44; Йоһ 19:34; g95 10/22 31-б., 4-абз.; it «Оға өсүмлүк»)


ОЙЛАП КӨРҮҢ: Немә үчүн Йәһва Худа Ибраний язмиларға Мәсиһ тоғрилиқ пәйғәмбәрлик сөзләрни язғузди?

2. Роһий гөһәрләрни издәйли

(10 мин.)

  • Зб 69:30, 31: Бу айәтләр дуалиримизниң сүпитини яхшилитишқа қандақ ярдәм бериду? (w99 1/15 18-б., 11-абз.)

  • Мошу һәптидә оқулған Муқәддәс китап баплиридики қайси роһий гөһәрләрни ейтип беришни халайсиз?

3. Муқәддәс китапни оқуш

(4 мин.) Зб 69:1—25 (th 2-дәрис)

ХИЗМӘТТӘ ТЕХИМУ ҮНҮМЛҮК БОЛУҢ

4. Сәвирчанлиқ. Әйса Мәсиһ немә қилған?

(7 мин.) Муһакимә. ВИДЕОНИ көрситиң, андин lmd 8-дәрис, 1, 2-абзацларни муһакимә қилиң.

5. Сәвирчанлиқ. Әйса Мәсиһни үлгә қилиш

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

41-нахша

6. Йәрлик еһтияҗлар

(5 мин.)

7. Аиләвий ибадәткә мунасивәтлик принциплар

(10 мин.) Муһакимә.

2009-жилниң январь ейида җамаәттики китап тәтқиқ қилиш, Теократиялиқ хизмәт мәктиви билән хизмәт учришиши бирләштүрүлгән. Нәтиҗидә, аилиләргә һәр һәптидә мошу вақитни аиләвий ибадәткә беғишлашқа мүмкинчилик берилгән. Нурғунлири бу уларниң Йәһва Худа билән вә аилә әзалириниң мунасивәтлири мәһкәм болуп қалғанлиғини ейтип, разимәнлигини билдүрди (Қ.ш 6:6, 7).

Аилә бешиға аиләвий ибадәтни мәналиқ вә турақлиқ өткүзүшкә қайси принциплар ярдәм бериду?

  • Дайим өткүзүп туруң. Мүмкинчилик болса, һәптидә бир күнни бәлгүләп қоюң. Әгәр бәлгүлигән күни болмай қалса, шу һәптиниң башқа күни өткүзүң

  • Тәйярлиқ қилиң. Аялиңиз вә балилириңиз билән мәслиһәтлишип, уларниң ойини сорап көрүң. Бәлким, аиләвий ибадәттә һәр һәптидә бәлгүлүк бир программа билән өтидиғансиләр. У чағда тәйярлиқ көп вақитни алмаслиғи мүмкин

  • Мавзуни аилиңизниң муһтаҗлиғиға маслаштуруң. Балилириңиз өскәнсири муһтаҗлиғи һәм қабилийәтлири өзгирип туриду. Аиләвий ибадәт һәрбир аилә әзасиға Йәһва Худаға йеқин болушқа ярдәм бериши керәк

  • Һәрбири өзлирини әркин-азадә сезиши үчүн шараит яритиң. Һава-райи яхши болған күнлири аиләвий ибадәтни тәбиәттә өткүзүшкә болиду. Керәк болса, аиләвий ибадәт вақтида сүкүт қилип туруңлар. Әгәр аиләвий ибадәттә балилириңиз учришип жүргән қийинчилиқ тоғрисида сөзлишип қалсаңлар, уларни әйипләп, тәрбийиләп кәтмәң

  • Һәрхил қилип өткүзүң. Бәлким, аиләвий ибадәттә шу һәптидики җамаәт учришишлириға тәйярлиқ қилип, jw.org торбетидики видеоларниң бирини көрүп, уни муһакимә қилип яки вәз хизмитигә тәйярлиқ қилидиғансиз. Аиләвий ибадәт көпинчә муһакимидин ибарәт болсиму, лекин аиләвий ибадәтниң бир қисмида һәрбири шәхсий тәтқиқ қилса болиду.

Төвәндики соални муһакимә қилиң:

  • Мошу принципларниң қайсисини аиләвий ибадәттә қоллинип көрдиңиз?

8. Җамаәттә Муқәддәс китапни үгиниш

(30 мин.) bt-U 13-бап., 8—16 абз., 105-бәттики рамка; btq 13-бап., 8—16 абз., 105-бәттики рамка.

Хуласә (3 мин.) | 35-нахша вә дуа