МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Кам дегәндә бир жил хизмәт қилаламсиз?
Немини? Пешқәдәм сүпитидики хизмәтни! Бу хизмәт сизни көплигән бәрикәтләргә ериштүриду! (П.н 10:22).
ӘГӘР ПЕШҚӘДӘМ БОЛСИҢИЗ...
-
вәз қилиш маһаритиңизни ашуруп, хизмәттин көпирәк хошаллиқ алисиз
-
Йәһва Худа билән мунасивитиңиз мустәһкәмлиниду. Башқиларға Худа тоғрисида ейтқансири, униң әҗайип хисләтлирини өзүңизниң есиңизға селип турисиз
-
Худаниң Падишалиғини һаятиңизда биринчи орунға қойғанлиқтин қанаәт таписиз вә башқиларға хизмәт қилиштин келидиған хошаллиққа еришисиз (Мт 6:33; Әлч 20:35)
-
наһийилик назарәтчи зиярәт қилғанда пешқәдәмләрниң учришишиға, наһийилик конгресстин авал өтидиған мәхсус учришишқа вә Пешқәдәмләр мәктивигә қатнишалайсиз
-
Муқәддәс китапни тәтқиқ қилишни башлашқа вә давамлаштурушқа көпирәк мүмкинчилигиңиз пәйда болиду
-
Башқа җакалалиғучилар билән көпирәк һәмкарлишип, өз ара илһамдин хошаллиқ алисиз (Рм 1:11, 12)