ЛУҚА 8, 9
ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ |Әйсаниң йолида меңиш үчүн немә қилиш керәк?
9:62
Чөнәк тартқан йери қиңғир болмаслиғи үчүн адәм көңлини башқа йәргә ағдуруп, кәйнигә қаримаслиғи керәк. Шуниңға охшаш, Худаниң хизмәтчисигә мошу дунияда қалдурған нәрсиләрни ойлап, көңлини башқа яққа ағдурмаслиғи лазим (Фп 3:13).
Қийинчилиқларға дуч болғанда, «һәқиқәтни билиштин авал һаятим яхширақ еди» дәп ойлишимиз мүмкин. Адәттә яман нәрсиләр унтулуп, яхши нәрсиләр қалиду. Исраиллиқлар Мисирдин чиққандин кейин, дәл мошундақ тузаққа чүшүп қалди (Сн 11:5, 6). Әгәр шундақ хам-хиял қилсақ, бу өтмүштики һаятқа қайтиш хаһишлирини ойғитиши мүмкин. Униң орниға, һазир еришкән бәрикәтлиримиз вә келәчәктә Падишалиқ әкелидиған хошаллиқ һәққидә мулаһизә қилиш әвзалирақ әмәсму! (К2х 4:16—18).