Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

Худа Падишалиғиға 100 жил. Өткәнни унтумай алға басайли

Худа Падишалиғиға 100 жил. Өткәнни унтумай алға басайли

Худа Падишалиғиниң пухраси болушни халайдиғанлар Падишалиқ һәм униң қандақ ишларни атқурғанлиғи һәққидә мүмкинқәдәр көпирәк билиши лазим. Сәвәви бу Худа Падишалиғиниң һөкүмранлиқ қиливатқанлиғиға уларниң ишәнчини мәһкәмләштүрмәйла, у һәққидики хуш хәвәрни башқилар билән бөлүшүшкә дәвәт қилиду (Зб 45:1; 49:3). «Худа Падишалиғиға 100 жил. Өткәнни унтумай, алға басайли» намлиқ фильмни көргәндә төвәндики соалларниң җававини тепишқа тиришиң:

  1. «Яритилиш фотодрамиси» уни көргәнләргә қайси җәһәттин пайдилиқ болди?

  2. Хуш хәвәрни йәткүзүш үчүн радио қандақ пайдилинилған?

  3. Хуш хәвәрни тарқитиш үчүн йәнә қандақ усуллар қоллинилған вә униң нәтиҗиси қандақ болди?

  4. Вәз қилиш усуллири жиллар өтүп қайси җәһәттин техиму яхшиланди?

  5. Гилиад мәктивидә оқуғанларға қандақ үнүмлүк тәлим берилгән?

  6. Йәһваниң хәлқигә тәлим бериштә конгресслар қандақ роль атқурди?

  7. Немишкә Худа Падишалиғи һөкүмранлиқ қиливатқанлиғиға ишәнчиңиз камил?

  8. Худа Падишалиғини қоллайдиғанлиғимизни қандақ көрситәләймиз?