МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
«Худа мениң ярдәмчимдур»
Зәбур китавиниң 52—59 баплирида Давут һаятиниң қийин пәйтлиридә өзини қандақ һис қилғанлиғи йезилған. У бешиға күн чүшкәндә Йәһваға таянған (Зб 54:4; 55:22). Шундақла Йәһваға сөзи үчүн шан-шәрәп кәлтүрүшни унтумиған (Зб 56:10). Бизму Давутқа охшаш Худаға болған ишәнчимизни мустәһкәмләп, Униңға тайинимизму? Қийинчилиқларға дуч кәлгәндә Худаниң Сөзидин рәһбәрлик издәймизму? (П.н 2:6). Төвәндикидәк вәзийәтләргә учрашқанда сизгә қайси айәтләр ярдәм бәргән?
-
үмүтсиз болуп, роһуңиз чүшкәндә
-
ағриватқиниңизда
-
бири рәнҗиткәндә
-
тәқипләрдә