ЗӘБУР 34—37
ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ |Йәһваға тайинип, яхшилиқ қилайли
«Накәсләргә көрәлмәслик қилма»
37:1, 2
-
Рәзил адәмләрниң вақитлиқ утуқлири Йәһваға хизмәт қилишимизға тосалғу болушиға йол қоймайли. Бар диққитимизни роһий мәхсәтләргә вә бәрикәтләргә ағдурайли
«Пәрвәрдигарға таян, тиришип яхшилиқ қил»
37:3
-
Ғәм-әндишә вә гуман пәйда болғанда, Йәһваға тайинайли. У бизгә садақәтмәнлигимизни сақлашқа ярдәм бериду
-
Худа Падишалиғи һәққидики хуш хәвәрни җакалаш билән бәнт болайли
«Пәрвәрдигарни хурсәнлигиң дәп билгин»
37:4
-
Худаниң Сөзини оқушни җәдвилиңизгә киргүзүп, Йәһва һәққидә көпирәк билиш үчүн, оқуғиниңиз тоғрисида мулаһизә қилиң.
«Йолуңни Пәрвәрдигарға аманәт қил»
37:5, 6
-
Йәһваниң һәрқандақ қийинчилиқни биртәрәп қилишқа ярдәм беридиғанлиғиға ишәнчимиз камил болсун
-
Биз тоғрилиқ ялған мәлумат аңлиғандиму, қаршилиқ яки тәқипкә учрашқандиму, жүрүш-турушимиз яхши болсун
«Пәрвәрдигарниң алдида тинич болуп, Уни сәвирчанлиқ билән күт»
37:7—9
-
Хошаллиғимиздин мәһрум қилип, роһий әһвалимизни начарлиталайдиған алдираш иш-һәрикәт қилмайли
«Мөмүнләр зәмингә мираслиқ қилиду»
37:10, 11
-
Мөмүн болуп, Йәһва бешимизға чүшкән һәммә адаләтсизликни йоқ қилидиған вақитни кәмтәрлик билән күтәйли
-
Қериндашлиримизни қоллап, роһи чүшкәнләргә Худаниң пат арида келидиған йеңи дуния тоғрилиқ вәдиси билән тәсәлли берәйли