МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Хизмәт маһаритимизни ашурайли. Тәлим бәргәндә видеоларни қоллиниш
БУ НЕМИШКӘ МУҺИМ?
Видеоларниң көз вә қулақтәк туйғу әзалиримизға яхши тәсир қилип, жүрәкни җәлип қилидиған күчи бар. Улар адәмниң диққитини җәлип қилип, узақ вақитқичә әстә сақлиниду. Көрнәклик қуралларни қоллинип тәлим бериштә тәрипидин Йәһва әң яхши үлгә көрситиду (Әлч 10:9—16; Вһ 1:1).
«Худаниң исми барму?», «Муқәддәс китапниң Муәллипи ким?» вә «Муқәддәс китапта һәқиқәт йезилғанлиғини нәдин билимиз?» дегән видеолар «Хуш хәвәр» китапчисиниң 2 вә 3-савақлириниң көрнәклик қураллири сүпитидә берилгән. «Немишкә Муқәддәс китапни үгиниш керәк?», «Муқәддәс китапни оқуп-үгиниш қандақ өткүзүлиду?» вә «Ибадәт өйлиригә немә үчүн жиғилимиз?» дегән видеолар болса, адәмни биз билән Муқәддәс китапни тәтқиқ қилишқа вә җамаәт учришишлириға келишкә дәвәт қилиду. Шуниң билән Муқәддәс китаптин тәлим бәргәндә тәшкилатимизниң бәзи фильмлириниму көрситишкә болиду (km-U 5.13. 3-б.).
БУНИҢ ҮЧҮН НЕМӘ ҚИЛИШ КЕРӘК?
-
Сиз өй егисигә көрсәтмәкчи болған видеони алдин-ала көчиривелиң
-
Җававини видеодин елишқа болидиған бир-икки соални тәйярлаң
-
Видеони биллә көрүң
-
Асасий ойларни муһакимә қилиң
МУНДАҚ ҚИЛИП КӨРҮҢ:
-
Варақчилиримизниң ахирқи бетидики «Немишкә Муқәддәс китапни үгиниш керәк?» намлиқ видеоға улайдиған штрих-кодқа диққәт қилиң
-
«Муқәддәс китапта һәқиқәт йезилғанлиғини нәдин билимиз?» намлиқ видеони көрситиң. Андин «Хуш хәвәр» китапчисини көрситип, 3-саваққа диққәт қилиң