Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

Иҗтимаий торлар. Авайлаң — тузақлар

Иҗтимаий торлар. Авайлаң — тузақлар

БУ НЕМИШКӘ МУҺИМ? Һәрқандақ қуралға охшаш, иҗтимаий торларниң пайдисиму, зийиниму бар. Бәзи мәсиһийләр иҗтимаий торларни пайдилинишни рәт қилди. Башқилири болса, уни пәқәт аилиси вә достлири билән алақә қилиши үчүн қоллиниду. Амма Шәйтан яхши намимизни булғап, Йәһва Худа билән болған мунасивитимизни бузуш үчүн, иҗтимаий торларни натоғра қоллинишимизни халайду. Әйсаға охшаш, Худаниң принциплирини қоллансақ, хәвп-хәтәрликләрни көрүп, улардин сақлинип қалалаймиз (Лқ 4:4, 8, 12).

ҚАНДАҚ ТУЗАҚЛАР БАР?

  • Иҗтимаий торлар көп вақитни алиду. Иҗтимаий торларда саатлап олтарсақ, роһий ишлар үчүн зөрүр болған бебаһа вақтимизни оғрилитип қоюшимиз мүмкин.

    Муқәддәс китаптики принциплар: Әф 5:15, 16; Фп 1:10

  • Зиян кәлтүридиған мәлуматлар. Яман хумарни ойғитидиған нәрсиләрни көрүш порнография қарашқа яки әхлақсиз ишларға елип келиши мүмкин. Мунапиқларниң мәлуматлирини оқуш етиқатни бузиду.

    Муқәддәс китаптики принциплар: Мт 5:28; Фп 4:8

  • Орунсиз сүрәтләр вә изаһлар. Қара нийәтлик адәмләр иҗтимаий торға налайиқ изаһ билән сүрәтләрни селишқа тиришиду. Лекин бу бирсиниң яхши намини булғап, ишәнчисини тәвритиши мүмкин.

    Муқәддәс китаптики принциплар: Рм 14:13; Әф 4:29

«ИҖТИМАИЙ ТОРЛАР» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ ВӘЗИЙӘТЛӘРДИН ҚАНДАҚЛАРЧӘ НЕРИ БОЛАЛАЙДИҒАНЛИҒИМИЗНИ ЙЕЗИП КОЮҢ: