Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

Әйсаниң изида меңиң

Әйсаниң изида меңиң

Әйса бизгә үлгә қалдурди. Биз асасән синақлар билән тәқипләргә дуч кәлгәндә униңдин үлгә елишимиз керәк (Пт1х 2:21—23). Әйсани һақарәтлигәндә вә у қаттиқ азап чәккәндиму, дүшмәнлиригә җавап қайтурмиған (Мк 15:29—32). Униңға чидашқа немә ярдәм бәрди? У Йәһваниң ирадисини орунлашқа бәл бағлиған (Йоһ 6:38). У шундақла «өзини күтүватқан хошаллиққа» көзини тиклигән (Иб 12:2).

Етиқат үчүн тәқипкә учриғанда, өзүмизни қандақ тутимиз? Һәқиқий мәсиһийләр «һечкимниң яманлиғиға яманлиқ қайтурмайду» (Рм 12:14, 17). Қийинчилиқларға дуч кәлгәндә, Әйса Мәсиһтин үлгә алсақ, Худани рази қилғанлиғимиз үчүн хошаллиқ тапалаймиз (Мт 5:10—12; Пт1х 4:12—14).

«ЙӘҺВАНИҢ ИСМИ ӘҢ МУҺИМ» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:

  • Пётцингер қериндишимиз бир кишилик камерида олтарғанда вақитни қандақ қилип даналиқ билән пайдиланған?

  • Пётцингер қериндишимиз вә униң йолдиши һәр түрлүк мәһбуслар лагерьлирида қандақ азапларни баштин кәчүргән?

  • Уларға бәрдашлиқ беришкә немә ярдәм бәрди?

Азап чәккәндә, Мәсиһниң изида меңиң