Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

«Йәһва қандақ көзқарашта болиду?»

«Йәһва қандақ көзқарашта болиду?»

Чоң яки кичик қарарларни қилғанда, өзүңиздин «Йәһва қандақ көзқарашта болиду?» дәп сораң. Йәһваниң һәммә ой-пикирлири һәққидә толуқ билмисәкму, амма У Муқәддәс китап арқилиқ «бизни яхши ишларни қилишқа» тәйярлаш үчүн йетәрлик мәлуматларни ашкарә қилиду (Т2х 3:16, 17; Рм 11:33, 34). Әйса Йәһваниң ирадисини ениқ чүшәнгән вә һаятида Униң ирадисини биринчи орунға қойған (Йоһ 4:34). Әйсани үлгә қилип, әң яхши қарарларни чиқарсақ, Йәһваниң көңли хурсән болиду (Йоһ 8:28, 29; Әф 5:15—17).

«ЙӘҺВАНИҢ ИРАДИСИНИ ЧҮШИНИШКӘ ТИРИШИҢЛАР» (ЛВ 19:18) НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:

  • Немә үчүн Муққәдәс китап принциплирини турмушимизда қоллинишимиз лазим?

  • Муққәдәс китапниң қайси принциплири нахшиларни таллишимизға тәсир қилиши керәк?

  • Муққәдәс китапниң қайси принциплири кийим-кечәк вә ясинишни таллишимизға тәсир қилиши керәк?

  • Һаятимизниң йәнә қайси саһалирида Муққәдәс китап принциплирини қоллинишимиз зөрүр?

  • Йәһваниң ирадисини чүшиниш қабилийитимизни қандақ өстүрәләймиз?

Қарарлирим Йәһва билән болған мунасивитим һәққидә немини ашкарә қилиду?