МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Йәһва бизни яхши көргәнликтин тәрбийиләйду
Тәрбийә пәқәт нәсиһәт бериш вә үгитишни әмәс, бәлки тәртипкә селиш вә җазалашниму өз ичигә алиду. Биз Йәһва Худаға Униңға яқидиған усулда ибадәт қилишимиз үчүн, У бизни тәрбийиләйду (Рм 12:1; Иб 12:10, 11). Бәзидә тәрбийә еғир келиши мүмкин, лекин У һәққанийлиққа йетәкләп, бәрикәтләргә ериштүриду (П.н 10:7). Ундақта тәрбийә беридиғанлар вә тәрбийә алидиғанлар немини әстә тутуши керәк?
Тәрбийә беридиғанлар. Ақсақаллар, ата-анилар вә башқилар Йәһва Худадин үлгә елип, меһир-муһәббәт вә меһрибанлиқ билән тәрбийә беришкә тиришиду (Йр 46:28). Һәтта җаза берилгәндиму, у қилинған ишқа мувапиқ болуши вә меһир-муһәббәткә асаслиниши муһим (Тт 1:13).
Тәрбийә алидиғанлар. Тәрбийә мәйли қандақ түрдә болсун, уни рәт қилмай, әксинчә униңға дәрру әмәл қилишимиз керәк (П.н 3:11, 12). Намукәммәл болғанлиқтин, һәммимиз тәрбийигә муһтаҗ. Тәрбийиниң нурғун түрлири бар. Мәсилән, Муқәддәс китапта оқуған яки учришишта аңлиған ойлар арқилиқ тәрбийә елишимиз мүмкин. Йә болмиса, бәзилиримизгә Сот комитети тәрипидин түзитиш берилидиғанду. Тәлим-тәрбийигә қулақ салсақ, буниң көп пайдисини көрүп, мәңгү яшалаймиз (П.н 10:17).
«ЙӘҺВА КИМНИ ЯХШИ КӨРСӘ, ШУНИ ТӘРБИЙИЛӘЙДУ» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
-
Кэнонниң балилиқ чеғи қандақ болған, лекин униң һаяти қандақ өзгәрди?
-
Йәһва Худа уни меһир-муһәббәт билән қандақ түзәтти?
-
Кэнонниң мисалидин қандақ савақ алимиз?