МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Ахир заманниң ахирқи күнлиридә тәйяр болуң
Биз ахир заманниң «ахирқи күнлиридә» яшаватқанлиқтин, қийинчилиқлар барғансири көпийиду (Т2х 3:1; nwtsty, Мт 24:8 үчүн тәтқиқ қилиш мәлумати). Тәбиий апәт йүз бәргәндә, Худа хизмәтчилири дәрру көрсәтмиләрни алиду. Келәчәктики апәттә аман қелиш үчүн, һазирниң өзидә һәм җисманий, һәм роһаний җәһәттин тәйярлиқ қилишимиз керәк (Лқ 16:10).
-
Роһий җәһәттин тәйяр болуң. Яхши җәдвәл қуруң. Вәз хизмитиниң һәрхил түрлиригә қатнишиң. Апәт вақтида қериндашлар қешиңизда болмиса, һодуқмаң (Йша 30:15). Йәһва Худа вә Әйса сизни һечқачан ташлап кәтмәйдиғанлиғини һечқачан унтумаң (od-U 176-б., 15—17 абз.).
-
Җисманий җәһәттин тәйяр болуң. Җиддий әһвалда ишлитилидиған буюмлар сумкисини тәйярлаштин башқа, һәрбир өйдә узақ вақит паналинишқа тоғра кәлсә, йетәрлик йемәк-ичмәк, су, дора-дәрмәк вә шуниңға охшаш нәрсиләр болуши керәк (П.н 22:3; g17.5-U 4-б., 6-абз.).
«СИЗ ТӘБИИЙ АПӘТКӘ ТӘЙЯРМУ?» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
-
Тәбиий апәтләргә роһий җәһәттин қандақ тәйярлиқ қилалаймиз?
-
Немә үчүн биз...
-
ақсақаллар билән яхши алақә қилип турушимиз керәк?
-
җиддий әһвалда ишлитилидиған буюмлар сумкисини тәйярлишимиз керәк?
-
йүз бериши мүмкин тәбиий апәтләр вә һәрбир вәзийәттә немә қилишни алдин ала ойлаштурушимиз керәк?
-
-
Тәбиий апәткә дуч кәлгәнләргә ярдәм беришниң қандақ үч усули бар?
ОЙЛИНИП КӨРҮҢ: COVID-19 пандемияси җиддий әһвалға қайси тәрәптин тәйяр әмәслигимни көрсәтти вә буниңдин қандақ савақ алалаймән?