Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

ХИЗМӘТТӘ ТЕХИМУ ҮНҮМЛҮК БОЛУҢ | ХИЗМӘТТӘ КӨПИРӘК ХОШАЛЛИҚ ТЕПИҢ

Қизғинлиқ билән үгитиң

Қизғинлиқ билән үгитиң

Қизғин сөз қилиш башқиларни роһландуриду вә адәмләрниң диққитини җәлип қилиду. Қизғинлиқ билән сөзлисәк, сөзүмизниң җени болиду вә бу үгәткәнлиримизгә өзүмиз ишинидиғанлиғимизни көрситиду. Келип чиқишимиз вә мүҗәз-хулқимиз мәйли қандақ болсун, қизғин сөзләшни үгинәләймиз (Рм 12:11). Қандақ қилип?

Биринчидин, сөзлириңизниң муһимлиғи тоғрилиқ ойлиниң. Йәһва Худа сизгә башқиларға хуш хәвәрни ейтиш шан-шәривини тапшурғанлиғини унтумаң (Рм 10:15). Иккинчидин, һәқиқәт адәмләрниң һаятини қандақ яхши тәрәпкә өзгәртидиғанлиғи тоғрилиқ ойлиниң. Бу уларниң һаятини сақлап қелиши мүмкин (Рм 10:13, 14). Үчинчидин, тәсирлик сөзләң. Ишарәтлириңиз вә чирай ипадиңиз тәбиий болуши керәк.

«ШАГИРТ ТӘЙЯРЛАШТА ХОШАЛЛИҚ ТЕПИҢ. МАҺАРИТИҢИЗНИ АШУРУҢ. ҚИЗҒИНЛИҚ БИЛӘН ҮГИТИШ» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:

  • Джейд билән Муқәддәс китапни үгиниш немә сәвәптин Нитаға бурунқидәк хошаллиқ елип кәлмиди?

  • Нитаға тәсирлик үгитишкә немә ярдәм бәрди?

  • Қизғинлиқ — жуқумлуқ хисләт

    Немә үчүн биз тиңшиғучиларниң яхши хисләтлиригә диққәт ағдурушимиз керәк?

  • Қизғинлиғимиз башқиларға, шу җүмлидин Муқәддәс китапни үгиниватқанларға қандақ тәсир қилиши мүмкин?