Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

Хаһишлириңизни башқуруң

Хаһишлириңизни башқуруң

Биз намукәммәл болғачқа, дайим хаһишлиримизни башқурушимиз керәк. Әгәр биз халиған нәрсини қилсақ, Йәһвани хапа қилип қоюшимиз мүмкин. Мәсилән, бәзилири тамақ, кийим вә өйини Йәһва Худадин артуғирақ көриду. Башқилири болса, җинсий һәвәслиригә әгишип, Худаниң өлчәмлиригә қарши чиқти (Рм 1:26, 27). Йәнә башқилири адәмләрни рази қилимән дәп, уларниң тәсиригә берилип кәтти (Чқ 23:2).

Арзу-һәвәслиримизни башқуруш үчүн немә қилсақ болиду? Һәммә диққитимизни Йәһвани хошал қилидиған ишларға ағдурушимиз керәк (Мт 4:4). Шундақла хаһишлиримизға берилмәслигимиз үчүн Йәһваға дуа қилип ялвурушимиз керәк. Сәвәви У биз үчүн неминиң әң яхши екәнлигини билиду вә еһтияҗлиримизни қандақ қанаәтләндүрүшни яхши билиду (Зб 145:16).

«ҺАЯТИҢИЗНИ ТАМАКА БИЛӘН ЗӘҺӘРЛИМӘҢ» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:

  • Немә үчүн бәзи адәмләр тамака чекиду?

  • Тамака чекиш сизгә қандақ зиян кәлтүрүши мүмкин?

  • Тамака яки электронлуқ тамака чекиш немә үчүн яман? (К2х 7:1)

  • Сиз тамака чекиш хумариға қарши туралайсиз!

    Тамака чекишни қандақ рәт қилишқа яки ташлашқа болиду?