Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

«Мәңгү шат-хорам яшаң!» китавини қоллинип, үгәнгүчиниң Йәһваға вә Әйсаға болған ишәнчисини мустәһкәмләң

«Мәңгү шат-хорам яшаң!» китавини қоллинип, үгәнгүчиниң Йәһваға вә Әйсаға болған ишәнчисини мустәһкәмләң

Муқәддәс китапни үгиниватқан киши Худани хурсән қилиш үчүн мәһкәм етиқатни риваҗландуруши керәк (Иб 11:6). «Мәңгү шат-хорам яшаң!» китавини қоллинип, уларниң жүригигә тәсир қилалаймиз. Бу китапта асасий айәтләр, ениқ вә аддий чүшәндүрмиләр, яхши ойлинип қоюлған соаллар, һәрикәткә дәвәт қилинған видеолар вә чирайлиқ сүрәтләр бар. Мошуларни қоллинип, үгәнгүчиләргә Худаға яқидиған есил пәзиләтләрни риваҗландурушқа вә Худа билән дост болушқа ярдәм берәләймиз. Шундақ қилип, отта көймәйдиған материаллардин асас салимиз (К1х 3:12—15).

Бәзи адәмләр Худани көрмигәнликтин, Униң билән дост болуш мүмкин әмәс дәп ойлайду. Шуңа уларға Йәһваниң қандақ шәхс екәнлигини вә Униңға тайинишни үгитишимиз керәк.

«“МӘҢГҮ ШАТ-ХОРАМ ЯШАҢ!” КИТАВИНИ ҚОЛЛИНИП, ҮГӘНГҮЧИНИҢ ЙӘҺВАҒА БОЛҒАН ИШӘНЧИСИНИ МУСТӘҺКӘМЛӘҢ» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:

  • Қериндишимиз үгинишкә яхши тәйярлиқ қилғанлиғи немидин көриниду?

  • Қериндаш Йәшая 41:10, 13тики айәтләргә бағлиқ үгәнгүчиниң ойини билиш үчүн яхши талланған қошумчә соалларни қандақ қолланди?

  • Муқәддәс китаптики айәтләр вә видео үгәнгүчигә қандақ тәсир қилди?

Көп адәмләр төләм тоғрилиқ тәлимни яхши чүшәнмәйду яки уни Худаниң уларға бәргән соғиси дәп қаримайду (Гл 2:20). Шуңа үгәнгүчиләргә Әйсаниң төләм қурбанлиғиға болған етиқадини мустәһкәмләшкә ярдәм беришимиз керәк.

«“МӘҢГҮ ШАТ-ХОРАМ ЯШАҢ!” КИТАВИНИ ҚОЛЛИНИП, ҮГӘНГҮЧИНИҢ ӘЙСАҒА БОЛҒАН ИШӘНЧИСИНИ МУСТӘҺКӘМЛӘҢ» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:

  • Бурадәр үгинишкә яхши тәйярлиқ қилғанлиғи немидин көриниду?

  • Үгәнгүчигә ярдәм бериш үчүн бурадиримиз «Издинип көрүң» дегән йәрдики мәлуматни қандақ қолланди?

  • Үгәнгүчи үчүн дуа немишкә интайин муһим?