МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Сиз тәртипсизлик вә қалаймиқанчилиқларға тәйярму?
Мошу дунияниң ахири йеқинлашқансири, тәртипсизликләр, террорлуқ һуҗумлар вә урушлар көпийиду (Вһ 6:4). Шундақ вәзийәтләргә тәйяр болуш үчүн немә қилалаймиз?
-
Роһий җәһәттин тәйяр болуң. Йәһва Худаға вә тәшкилатимизға ишәнчиңизни мустәһкәмләйдиған вә бетәрәп болуп қелишқа ярдәм беридиған Муқәддәс китап принциплирини вә һекайиләрни оқуң (П.н 12:5; jr 125, 126-б., 23, 24-абз.). Җамаәттики қериндашлар билән достлишишқа тиришиң (Пт1х 4:7, 8).
-
Җисманий җәһәттин тәйяр болуң. Апәт вақтида өйдин чиқалмисиңиз, бехәтәрликтә болуш үчүн немә қилидиғанлиғиңизни ойлап беқиң вә керәклик озуқ-түлүкни тәйярлап қоюң. Шундақла өйдин қечишқа тоғра кәлсә, план түзүп қоюң. Керәклик асасий нәрсиләрни вә озуқни алдин ала сумкиға селип тәйярлап қоюң. Сумкиниң ичидә пул, пәләй билән маска болсун. Ақсақалларниң телефон номери сақлап қоюң, уларму сизниң номериңизни билиши керәк (Йша 32:2; g17.5-U 3—7 б.)
Қалаймиқанчилиқ вақтидиму, дуа қилишни, Муқәддәс китапни үгинишни вә учришишларға беришни тохтатмаң (Фп 1:10). Бир йәрдин йәнә башқа йәргә һаҗәтсиз көчмәсликкә тиришиң (Мт 10:16). Озуқ-түлүк вә башқа керәклик нәрсиләр билән бөлүшүң (Рм 12:13).
«СИЗ АПӘТКӘ ТӘЙЯРМУ?» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
-
Тәбиий апәтләрдә Йәһва Худа бизгә қандақ ярдәм берәләйду?
-
Апәтләргә тәйяр болуш үчүн немә қилалаймиз?
-
Зәрдап чәккән адәмләргә қандақ ярдәм берәләймиз?