Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

Ахирқи вақиәләрни тилға елип вәз қилиң

Ахирқи вақиәләрни тилға елип вәз қилиң

Әйса ахирқи йеңилиқларни тилға елип вәз қилған (Лқ 13:1—5). Сизму адәмниң Падишалиқ тоғрилиқ хуш хәвәргә болған қизиқишини ойғитиш үчүн ахирқи вақиәләрни қоллиналайсиз. Вәз қилғанда һәммә нәрсиниң қиммәтлиши, тәбиий апәтләр, тәртипсизликләр вә шуниңға охшаш вақиәләрни тилға елип, ойлинишқа дәвәт қилидиған соал қойсақ болиду. Мәсилән, «Қандақ ойлайсиз, буниң ахири келәмду?» яки «Бу қийинчилиқни қандақ һәл қилишқа болиду?» Кейин бу мавзу тоғрилиқ Муқәддәс китаптики айәтни оқусиңиз болиду. Адәм қизиқишини көрсәтсә, видеони яки Тәлим бериш қураллиримизниң бирини көрсәтсиңиз болиду. Территориямиздики адәмләрниң жүрәклиригә тәсир қилиш вә уларға хуш хәвәрни йәткүзүш үчүн бар күчимиз билән вәз қилайли (К1х 9:22, 23).

Сизниң территорияңиздики адәмләргә қандақ мавзу қизиқ болуши мүмкин?